Рус ахбарати чечән пидаийларниң виладимир путинға суйиқәст пиланлиғанлиқини ашкарилиди
2012.02.27
Русийиниң қанал 1 телевизийисиниң бу һәқтики хәвиридә билдүрүшичә, мәзкур пиланни иҗра қилмақчи болғанлар җәмий 3 киши болуп, булардин икки нәпири чечән, бир нәпири қазақистанлиқ. Хәвәрдин мәлум болушичә, бу үч киши путинниң өйи билән хизмәт сарийи арисидики мусапидә путин олтурған аптомобилни бир қанчә қетим сүрәткә алған. Улар путинни мана мушу рәсимгә елинған җайда партлитип өлтүрүшни пиланлиған.
Хәвәрдә йәнә баян қилинишичә, мәзкур пидаийлардин иккиси мушу айниң бешида, дубәй вә түркийә арқилиқ украинийигә кәлгән. Улар украинийидики бир өйдә партлатқуч бомба тәйярлаватқанда, туюқсиз бомба партлап кетип, украинийә сақчилири тәрипидин яридар һаләттә тутқун қилинған вә делоси ениқланғандин кейин русийигә өткүзүп берилгән.
Улар сорақ җәрянида өзлириниң путинни партлитип өлтүрүшни пиланлиғанлиқини вә өзлириниң чечән пидаийларниң мәшһур йетәкчиси доку өмәрофниң қоманданлиқида икәнликини баян қилған. Хәвәрдә қазақистанлиқ пидаийниң исми Ilya Pyanzin дәп йезилған, әмма етник тәвәлики баян қилинмиған.