Хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси, әма чен гуаңчиң кишилик һоқуқ мукапати билән тәқдирләнди
2012.10.25
Чен гуаңчиң мукапатини нюйоркта чаршәнбә күни өткүзүлгән мурасим билән америкилиқ даңлиқ кино чолпини йәни “шәпәрәң адәм” филиминиң баш рол артиси киристиян бейилдин тапшуруп алди.
Киристиян бейил кишилик һоқуқ мәсилилиригә көңүл бөлүп кәлгән бир шәхс болуп, у өткән декабирда хитайға чен гуаңчиңни көргили барған вә чен гуаңчиңни өйидә һәпсигә елип ятқан хитай муһапизәтчиләр билән тутушуп қалған иди.
Әма кишилик һоқуқ актипи чен гуаңчиң хитайдики пиланлиқ туғут сияситини тәнқид қилғанлиқтин, 2006-йили қолға елинип, 4 йил түрмидә ятқан. Түрмидин чиққандин кейинму шәндуңдики өйидә давамлиқ һалда тутуп турулған. Чен бу йил 5-айда қоллиғучилириниң ярдими билән америкиниң хитайдики әлчиханисиға киривалған иди. У америка-хитай арисидики бир мәһәл талаш-тартишлардин кейин, 20-май күни америкиға оқуш шәрти билән кәлгән.