чошқа зуками вируси тарқалған дөләт сани 44 кә йәтти

дуня сәһийә тәшкилатниң бүгүн (шәнбә күни) саәт 12 дә елан қилған санлиқ мәлуматиға қариғанда, пүтүн дуняда чошқа зуками вируси билән юқумланған бемар байқалған дөләт сани 44кә, бемар сани 11 миң 186 гә, бундақ кесәл билән өлгән адәм сани 86 гә йәтти.

б б с ниң баян қилишичә, хитайда һазир чошқа зуками вируси билән юқумланғанлиқи ениқланған бемар сани бейҗиңдә 4, сичуән, сәндоң, гуаңдоңларда бирдин, җәми 7 гә йәтти. буниң бири67 яшлиқ әр. тәйвәндә бүгүнгә қәдәр чошқа зуками вируси билән юқумланғанлиқи ениқланған бемар сани 3, буниң бири 5 яшлиқ башланғуч мәктәп оқуғучиси.

ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, америкиниң сәһийә тармақлири инсанийәт әвладлирини чошқа зуками вирусидин сақлаш үчүн 1 миляр америка доллири аҗратти вә у мәбләғни ваксина ишләйдиған ширкәтләргә чүшүрүп бәрди.