Чошқа зуками вируси билән юқумланған бемар сани һазир пүтүн дуняда 20 миңдин ашти

Дуня сәһийә тәшкилатниң бүгүнки мәлуматиға қариғанда, чошқа зуками вируси билән юқумланған бемар сани һазир пүтүн дуняда 20 миңға йәтти. Чошқа зуками тарқалған дөләт сани 60 кә йәтти. Бу кесәл билән өлгән адәм сани 117 гә йәтти.
Мухбиримиз вәли
2009.06.03

Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, һазир чошқа зуками америкидики 50 шитатниң һәммисигә тарқалди. Америкида чошқа зуками вируси билән юқумланғанлиқи ениқланған бемардин 1000 и көпәйди, әнгилийидә 155 и көпәйди. Австралийидә ениқланған бемар сани 501 гә йәтти. Хитайда 49 ға йәтти.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.