CIA Ливийә қозғилаңчилириға ярдәм бериш үчүн мәхпий һәрикәт қилмақта

Америкидики бәзи хәвәр агентлиқлири америка мәркизи ахбарат идариси CIA ниң ливийидә қозғилаңчиларға ярдәм бериш үчүн мәхпий һәрикәт қиливатқанлиқини илгири сүрди.
Мухбиримиз ирадә
2011.03.31
Бирләшмә агентлиқи, с н н телевизийиси қатарлиқларниң хәвәр қилишичә, америка президенти барак обама ливийидики қозғилаңчиларға ярдәм бериш мәзмун қилинған бир мәхпий һөҗҗәтни имзалиған. Бу һөҗҗәт америка мәркизи ахбарат идариси CIA елип бармақчи болған мәхпий һәрикәтләрни мақуллаш үчүн ишлитилидикән.

Ню-йорк вақти гезити бу һәқтики хәвиридә, CIA алаһидә хадимлириниң бир қанчә һәптидин бери ливийидә һава һуҗумлири үчүн әһвал игиләватқанлиқини, уларниң казафийға қарши өктичи күчләр билән алақә орнатқанлиқини язған вә CIA ниң қозғилаңчиларға ярдәм бериш үчүн мәхпий һәрикәт қиливатқанлиқини илгири сүргән.

Әмма, бүгүн ақсарай вә мәркизи ахбарат идариси бу һәқтики соалларға җаваб беришни рәт қилған вә ливийидә һәрқандақ бир гуруппиға қорал ярдими қилиш һәққидә бир қарар мақулланмиди, дегән.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.