Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим дуня уйғур қурултийи рәисликигә толуқ аваз билән сайлап чиқилди.
Булардин башқа йәнә муавин рәис, баш катип вә униң муавинлири, ички ишлар, фонд, нәшриятчилиқ қатарлиқ һәр қайси саһәләрниң йеңи мәсуллириму сайлам билән бекитилди.
Дуня уйғур қурултийиниң ечилиш мурасими 21 - май күни америка дөләт мәҗлисиниң залида өткүзүлгән болуп, бу мурасимға америка дөләт мәҗлиси әзалири, америкиниң бир қисим органлириниң хадимлири қатнишип, нутуқ сөзлигән һәмдә уйғурларниң демократик, кишилик һоқуқ һәрикәтлиригә болған һесдашлиқи һәм қоллишини изһар қилған иди.
Дуня уйғур қурултийиниң 3 - нөвәтлик қурултийи 5 - айниң 25 - куни йепилиш мурасими билән америка пайтәхти вашингтонда ахирлашмақчи.