Әма адвокат чен гуаңчең хитай президентини берма президентидин үлгә елишқа чақирди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.12.03
2012.12.03
Чен гуаңчеңниң қаришичә, берма президенти тәнсин, өзини сорап хәлқниң ирадисигә баққачқа, бүгүн у берма вә дуня хәлқиниң һимайисигә еришкән.
Униң билдүрүшичә, мушуниңға охшиған имкан бүгүн хитай президенти ши җинпиңдиму бар болуп, униң ислаһат йолини таллаш-таллимаслиқи, хитай хәлқиниң тәқдиригә мунасивәтлик чоң иш.
Чен гуаңчеңниң қаришичә, хитай демократийә йолиға меңиши бир мутләқлиқ, әмма буниң тинч йол билән яки исян яки қан төкүлүш билән әмәлийлишиши, ши җинпиңниң таллишиға бағлиқ.
Чен гуаңчең сөзидә, тәнсинниң ислаһатни башлашта, нобел саһиби ансаң сучини түрмидин қоюветиштин башлиғанлиқини әскәртип, ши җинпиңниму алди билән хитай түрмилиридики сиясий мәһбусларни қоюп беришкә чақирған.