Шинҗаң гезити җеҗяң өлкисиниң ақсу вилайитигә әқлий җәһәттин ярдәм бәргәнликини хәвәр қилди
2011.08.26
Хәвәрдә уйғур райониға аталмиш ярдәм бериш долқуни қозғалғандин буян, җеҗяң өлкисиниң ақсу вилайитигә қилған ярдәмлири санлиқ мәлуматлар билән баян қилинған. Әмма хәвәрниң тәпсилатидин бәкрәк хәвәрниң мавзуси муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләрниң диққитини тартти.
Уйғур көзәткүчиләрниң баян қилишичә, адәттә дуняда әқлий ярдәм аталғуси зеһний аҗизларға яки гөдәкләргә берилгән ярдәмләргә қаритип атилиду.
Бу йәрдә гезитниң бир диққәтсизлик қилғанлиқи вә яки хитай һөкүмитиниң миллий кәмситиш сияситини ялиңач һалда оттуриға қоюп, районға берилгән пән техника җәһәттики ярдәмни әқлий ярдәм дәп атиғанлиқи ениқ әмәс.
Шинҗаң гезитиниң хәвиридә “әқлий ярдәм” аталғуси қош тирнақ ичидә берилгән. Буниңдин қариғанда, мәзкур аталғуниң хитай даирилириниң һөҗҗәтлиридин нәқил елинғанлиқи көрүлмәктә. Әқлий җәһәттики кәмситиш һақарәт характери әң еғир болған кәмситиш түрлиридин болуп, бу дуняда көп қетимлап иҗтимаий тоқунуш вә қанлиқ қирғинчилиқларға сәвәб болған.