Тйәнәнмен вәқәсидики әң муһим шәхс фаң лиҗи вапат болди

1989 - Йили бейҗиңдики тйәнәнмен вәқәсини қозғашта муһим рол ойниди дәп бекитилгән хитайниң атақлиқ астрофизика алими фаң лиҗи 6 - април күни америкиниң аризона шитатида вапат болди.
Мухбиримиз үмидвар
2012.04.08

76 Йешида туюқсиз вапат болған фаң лиҗи 1989 - йили, 6 - айниң 4 - күни оқуғучилар һәрикити бастурулғандин кейин, америка әлчиханисиға киривалған иди.

Бу вәқә әйни вақитта икки дөләт арисида җиддийлик пәйда қилған.

Фаң лиҗи америкиға кәлгәндин кейин илим пән тәтқиқати билән шуғулланған һәмдә аризона штатидики аризона университетида профессор болуп хизмәт қилған иди.

Лекин у хитай компартийисигә болған тәнқидий мәйданини өзгәртмигән болуп, йәнила бурунқи идийисидә сақлинип қалған. Чәтәлләрдики демократлар вә хитай муһаҗирлири униң вапатиға тәзийә билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.