Гуаңши аптоном районида зәһәрлик газ тарап кетиш вәқәси йүз бәрди

Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бүгүн кәч саәт 5 тә, хитайниң гуаңши аптоном районидики тез сүрәтлик таш йолларни башқуридиған бир оргининиң иш бинасида зәһәрлик газ тарап кәткәндин кейин, пүтүн бинадики адәмләрниң ғол, мөрә, биләклири қаттиқ ағрип, беши қейишқа башлиған.
Мухбиримиз вәли
2010.09.01

Хитайниң қутқузуш хадимлири дәсләпки қәдәмдә 17 адәмни дохтурханиға елип кәткән вә бинадики қалған адәмләрни тарқақлаштуруш яки дохтурханиларға апирип тәкшүртүшкә башлиған.

Вәқәдин кейин, шинхуа агентлиқи, ремонт қилғучиларниң мәсулийәтсизликидин бу бинада карбон төт оксид гази тарап кәткән, һазир бирмунчә қутқузуш әтрәтлири бинаниң алдида буйруқ күтүп туриду, деди. Әмма бу вәқәдики хейим - хәтәр әһвалини ашкарилимиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.