Хитайда ишләнгән һава ястуқи америкида мәсилә туғдурди
Мухбиримиз җүмә
2012.10.10
2012.10.10
Обама һөкүмити 10-өктәбир бу һәқтә бир агаһландуруш елан қилиш алдида турмақта.
Мәлум болушичә, өткән үч йил мабәйнидә америкида алмаштурулған бир қисим һава ястуқлирида бихәтәрлик мәсилиси көрүнгән. Машина һадисигә йолуққанда бу хилдики һава ястуқлири яки ечилмиған яки чала ечилған.
Һәтта бәзи һалларда һава ястуқи ечилсиму, ялтирақ вә башқа қетишма материял парчилири ястуққа қошулуп етилип чиққан.
Америка ташйол вә қатнаш бихәтәрликини башқуруш идарисидики бир хадимниң билдүрүшичә, мәзкур мәсилини тәкшүргүчиләр “бу хил һава ястуқлириниң көпинчилири хитайда ешилгән” дәп қарайдикән.
Бу хил сахта һава ястуқлири херидарларниң бихәтәрликигә еғир тәһдит туғдурған.