Хитай түрмисидики канада пуқраси һүсәйин җелил өткән җүмә күни аниси билән көрүштүрүлгән
Мухбиримиз әркин
2009.04.15
2009.04.15
Канада "йәр шари вә почта" гезитиниң алдинқи күни елан қилған бу һәқтики хәвиригә қариғанда көрүшүш өткән җүмә күни елип берилған болуп, түрминиң йоқлиғучилар билән мәһбусларни айрип туридиған әйнәклик қобулханисидики көрүшүштә ана- бала 25 минут әтрапида сөһбәтләшкән.
Канададики вәқәдин хәвәрдар уйғур паалийәтчилиридин муһәммәт тохти әпәндиниң "йәр шари вә почта" гезитигә әскәртишичә, "һүсәйин җелил һазирға қәдәр түрмидики ялғуз кишилик қараңғу камирда тутуп турулмақта" икән. У, саламәтлик әһвалидин шикайәт қилип, еғир қорсақ ағриқи сәвәби көп қетим дохтурға көрүнүшни тәләп қилған болсиму, лекин түрмә даирилириниң илтимасиға писәнт қилмиғанлиқини билдүргән. Һүсәйин җелил 2006 - йили 3 - айда өзбекистанда қолға елинип узун өтмәй хитайға өткүзүп берилгән иди.
Хитай һөкүмити канада даирилириниң қарши турушиға қаримай һүсәйин җелилни " террорчилиқ" билән әйиблигән. Униң канада вәтәндашлиқини рәт қилип, өткән йили муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилған иди. Лекин канада һөкүмити һүсәйин җелилниң " террорчилиқ" қилғанлиқини испатлайдиған пакит йоқлиқини илгири сүргән. Һүсәйин җелил болса пүтүн иқрарнамисиниң тән җазаси астида елинғанлиқини билдүргән иди.