Хитай аманлиқ даирилири 2008‏-йилдин кейин хотәндә қолға алған икки уйғурниң һазирға қәдәр из ‏-дерики йоқлуқи ашкариланди

Хитай аманлиқ даирилири 2008‏ ‏-йили 2009‏-йиллири сиясий сәвәбләрдин хотәндә қолға алған икки уйғур яшниң һазирға қәдәр из ‏-дерики йоқлуқи ашкариланди.
Мухбиримиз әркин
2011.08.05

Дуня уйғур қурултийиниң ашкарилишичә, хотән чоң базириниң доқмушидики “тулпар” намлиқ үн-син дукениниң хоҗайини “бөлгүнчилик” тәрғиб қилинған өзәк вә син алғу пластинкилирини қанунсиз йиғиш вә көчүрүш билән әйиблинип, хитай аманлиқ даирилири тәрипидин 2008‏-йили 7 ‏-айниң 18 ‏-күни қолға елинған.

Қурултай баянатчиси дилшат ришит, қолға елинған мәзкур шәхсниң һазирға қәдәр из ‏-дерикини йоқлуқини әскәртип, хитай даирилириниң әқәллий хәлқара әдлийә өлчәмлиригә хилаплиқ қиливатқанлиқини илгири сүрди.

Дуня уйғур қурултийи йәнә қол телефон содиси билән шуғуллинидиған йәнә бир уйғур яшниңму, 2009‏-йили 6‏-айниң 30 ‏-күни қолға елинғандин буян һазирға қәдәр из ‏-дерики йоқлуқини билдүрди.

Қурултай баянатчиси дилшат ришитниң әскәртишичә, даириләр буниңдин икки йил бурун қолға елинған бу яшниң хотән гуҗяң җәнубий йолидики вакалитән қол телефони сатидиған дукенини ахтуруп, уни дуканниң компютурида “қанунсиз” қуран сақлиғанлиқи үчүн қолға алған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.