Америка җумһурийәтчиләр рәһбири гүәнтанамо уйғурлириниң әрзини рәт қилишни тәләп қилди

Америка алий сот мәһкимисиниң қарар чиқирип, гүәнтанамодики уйғурларниң әрзини көрүп чиқишни қобул қилиши америка кеңәш палатасидики җумһурийәтчиләр рәһбириниң қарши турушиға учриди.
Мухбиримиз әркин
2009.10.22
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Кеңәш палатасидики җумһурийәтчи аз санлиқлар рәһбири мичел микконел америка алий сот мәһкимисидин гүәнтанамодики уйғурларни америкиға қоюп беришни рәт қилишни тәләп қилған.

Америка федирал оттура сот мәһкимиси илгири федирал районлуқ сот 2008 ‏- йили 10 - айда чиқарған гүәнтанамодики уйғурларни америкиға қоюп бериш қарарини ағдуруп ташлап, федирал сотниң америка һөкүмитигә тутқунларни қоюп бериш буйруқи чүшүрәлмәйдиғанлиқини қарар қилған.

Гүәнтанамодики уйғурлар алий сот мәһкимисигә әрз сунуп, оттура сотниң қарариға етираз билдүргән иди. Алий сот мәһкимиси алдинқи күни уйғурларниң әрзини қобул қилғанлиқини елан қилған. Бу әһвалда америка дөләт мәҗлисидики җумһурийәтчи аз санлиқлар рәһбири мичел микконел алий сотни уйғурларниң америкиға қоюп берилишиниң алдини тосашқа чақирған.

Микконел агаһландуруп, әгәр гүәнтанамодики уйғурлар америкиға қоюп берилсә, бу башқа тутқунларниң америкиға қоюп берилишиниң йолини ачидиғанлиқини илгири сүргән.

Бу микконелниң уйғурларни америкиға қоюп беришкә 1 - қетим қарши чиқиши әмәс. У илгири тутқунларни америкиға қоюп беришни чәкләйдиған бир қанун лайиһиси тәйярлап, буниңға қарши чиққан. Лекин америка дөләт мәҗлисидики бәзи әзаларниң бу мәсилидики мәйдани уйғурларниң адвокатлириниң тәнқидигә учриған, улар уйғурларниң террорлуқ билән алақиси болмиған гунаһсиз кишиләр икәнликини тәкитлигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.