Һелларий клинтон ливанни зиярәт қилди
Мухбиримиз үмидвар
2009.04.26
2009.04.26
Һелларий клинтонниң бу сәпири ливанниң бу йил 6 - айда өткүзүлидиған парламент сайлиминиң һарписиға тоғра кәлгән болуп, бу қетимқи сайламға һизбулла партийисиму қатнишидикән, пәрәзләрдин қариғанда, һизбулла сайламда ғәлибә қилип, парламенттики көп санлиқ орунни игиләш билән дөләтниң сияситигә биваситә тәсир көрситиш күчигә игә болуши мумкин.
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, һелларий ханим йәнә 2005 - йили суйиқәст билән өлтүрүлгән сабиқ ливан баш министири хәлилиниң қәбрисини йоқлиған. У ливан рәһбири билән көрүшүп сөһбәтләшкән һәмдә обама һөкүмитиниң ливанни қоллайдиғанлиқини тәкитлигән .
Ливан һөкүмити америкиниң сурийә билән ливанниң мәнпәәтигә хилап келишим һасил қилишидин әндишә қилған болуп, һелларий ханим бундақ шәкилдики келишим болмайдиғанлиқини тәкитлигән.