Леон панетта, америкиниң көп тәрәплимилик уруш қилиш иқтидарини сақлап қелиши интайин муһим, дәп көрсәтти
2012.06.08
Панеттаниң илгири сүрүшичә, америка өзиниң асаслиқ диққәт нуқтиси кәлгүсидә зор вәқәләр йүз бериш еһтималлиқи болған асия -тинч окян вә оттура шәрқ райониға болупму, асия-тинч окян райониға мәркәзләштүриду. У, асия-тинч окян райони шималий корийиниң тәһдити қатарлиқ көп хил риқабәткә дуч келиватқан район икәнликини билдүргән.
Панетта өткән сәйшәнбә күндин башлап һиндистанни икки күнлүк зиярәт қилип, һиндистан баш министири манмахан сең қатарлиқ юқири дәриҗилик әмәлдарлар билән сөһбәт өткүзгән. У бу җәрянда һиндистан мудапиә вә анализ институтида нутуқ сөзлигән иди.
Панетта нутқида әскәртип, америка үчүн бирдин артуқ дөшмәнгә тәң тақабил түрүш иқтидарини йетилдүрүш интайин муһим. Америка корийидә уруш партлап қалса, формуз боғузидиму ғәлибә қилалайдиған һәрбий иқтидарни һазирлашқа моһтаҗ, дегән. Президент обама өткән йилниң ахирлири америка йәр шари истратегийисиниң асаслиқ нуқтиси асия-тинч окян райониға йөткилидиғанлиқини җакарлиған. Бирақ америкиниң йеңи пилани хитайни қаттииқ биарам қилған иди.
Панетта, шималий корийә ядро мәсилиси һәққидә тохтилип, пйоңяңниң ядро қораллар пилани америка вә җәнубий корийигә тәһдит селип қалмай, хитай үчүнму зор тәһдит икәнлики, шуңа хитай һөкүмити шималий корийиниң ядро пиланини чәкләшкә актип позииитсийә тутуши керәкликини билдүргән.