Моңғулийиниң үчинчи түркүм тинчлиқ сақлаш қисими афғанистанға маңди
Мухбиримиз вәли
2010.10.06
2010.10.06
Моңғулийиниң һазир афғанистанда тинчлиқ сақлаватқан 180 кишилик һәрбий қисими вәзиписини өткүзүп бәргәндин кейин вәтинигә қайтип кетидикән.
Хәвәрдә ейтилишичә, моңғулийә 2009 - йилидин тартип "тинчлиқ сақлаш" дегән нам билән афғанистанға һәрбий қисимлирини әвәтип мәшқ қилдуруватиду. Моңғулийә қораллиқ қисимлири баш штаби елан қилған санлиқ мәлуматқа қариғанда, моңғулийиниң йәнә 612 нәпәр һәрбий хадими һазир серралион, чат, конго, судан вә җәнубий африқа җумһурийити қатарлиқ дөләтләрдә тинчлиқ сақлаватиду.