“муһәббәтниң он шәрти” бүгүн җорҗи вашингтон университетиниң хәлқара мунасивәтләр мәктипидә

Хитайниң сиясәтлиридики мәсилиләр паш қилинған һөҗҗәтлик филим “муһәббәтниң он шәрти” бүгүн кәч саәт 6 дә, америкидики җорҗи вашингтон университети қоюлиду.
Мухбиримиз вәли
2011.04.11

Америкиниң пайтәхти вашингтонда, уйғур мәсилисигә қизиқидиған кишиләр интернет арқилиқ бүгүн бир-биригә хәвәр қилған учурларға қариғанда, уйғур сиясий паалийәтчиси рабийә қадир ханимниң кәчүрмишлири вә пикри баян қилиниш арқилиқ, хитайниң сиясәтлиридики мәсилиләр паш қилинған һөҗҗәтлик филим “муһәббәтниң он шәрти” бүгүн кәч саәт 6 дә, америкидики җорҗи вашингтон университетиниң еллиот хәлқара мунасивәтләр мәктипиниң сигур тиятирханисида тәтқиқатчилар вә оқуғучиларға қоюп берилиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.