Язғучи муһәммәтҗан садиқ аләмдин өтти
Мухбиримиз җүмә
2012.07.25
2012.07.25
Хәвәрләргә қариғанда, муһәммәтҗан садиқ бу йил 78 яш болуп, у кесәл сәвәбидин аләмдин өткән, әмма қандақ кесәл билән аләмдин өткәнлики һазирчә намәлум.
Мәрһум муһәммәтҗан садиқ бир мол һосуллуқ язғучи иди. Униң “зулпиқар”, “боз әр” қатарлиқ романлири, “тулпарға мингән чәвәндаз”, “юлғун” қатарлиқ дастанлар топламлири бар.
Муһәммәтҗан садиқ 1934-йили ғулҗида туғулған вә 1954-йили сабиқ шинҗаң милләтләр институтини пүттүргән. Униң или педагогика институти әдәбият факултетини биваситә қурушқа қатнашқан шәхсләрниң бири икәнлики илгири сүрүлиду.
Уйғур хәлқи мәрһумни мәңгү яд әткүси.