Америка авам палата рәиси нәнсий пелоси ханим, йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати мукапат тарқитиш мурасимиға қатнишиду

Америка авам палата рәиси нәнсий пелоси ханим, нобел комитетниң тәклипи қобул қилип, бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шявбоға мукапат тарқитиш мурасимиға қатнишидиғанлиқини билдүргән.
Мухбиримиз җүмә
2010.11.27

Германийә ахбарат агентлиқиниң нәқил қилишичә, нобел комитети рәиси ге’р лундстанд норвегийә ахбарат саһәсигә хитай һөкүмитиниң қаршилиқиға қаримай нәнсий пелоси ханимниң тәклипни қобул қилғанлиқини билдүргән.

Бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати хитай түрмисигә қамалған өктичи язғучи лю шявбоға берилгәндин кейин, хитай интайин биарам болған вә бир қисим дөләтләргә бесим ишлитип мукапат тарқитиш мурасимиға қатнашмаслиқини тәләп қилған иди.

Мәлум болушичә, һазирғичә пәқәт бәш дөләтла мурасимға бармайдиғанлиқини билдүргән.

Мурасим 12- айниң 10 – күни өткүзүлиду. Мурасимға уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимму тәклип қилинди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.