Ислам - абад шәһиридики марийот меһманханиси өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумға учриди

Пакистанниң пайтәхти ислам шәһиридики марийот меһманханисиға қарита елип берилған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумда аз дегәндә 34 киши өлгән 200 адәм яриланған.
Мухбиримиз өмәр қанат
2008.09.20
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хәвәрләргә қариғанда, һуҗумда өлгәнләрниң асаслиқ қисми, миһманхана алдида муштири сақлап турған такиси шопурлири, миһманхана қоғдиғучилири вә хизмәтчиләр икән. Пакистан сақчи даирилири вәқә ниң иптар вақтидин узун өтмәй бәргәнликини билдүрди.

Пакистан ички ишлар министири реһман маликниң ейтишичә, пакистан бихәтәрлик даирилири икки күн бурун бир һуҗум елип берилидиғанлиқи һәққидә бир тәһдит алған болуп, бундақ бир һуҗумниң алдини елиш үчүн барлиқ тәдбирләрни йолға қойған.

Пакистанниң йеңи сайланған президенти асиф әли зәрдари марийот меһманханиси алдида йүз бәргән партлаштин бир нәччә саәт бурун пакистан парламентида сөз қилип, пакистанда террорчилиқниң йилтизини қурутидиғанлиқи тоғрисида вәдә бәргән иди.

Пакистан һөкүмити бүгүн бир баянат елан қилип мәзкур һуҗумни қаттиқ әйиблиди һәмдә бундақ һуҗумлар һөкүмәтниң террорлуққа қарши туруш тоғрисидики ирадисигә тәсир йәткүзәлмәйду, дәп көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.