Японийидә апәттин кейинки қайта қурулуш башланди

Ройтрс агентлиқиниң рикузентакатадин баян қилишичә, 3‏-айниң 11‏-күни японийиниң шәрқий шимал тәрипидә 9 бал йәр тәврәп деңиз тешип пәйда болған зор балайиапәттин кейин, туралғулири вәйран болған хәлқ вақитлиқ қутқузуш өйлиридә күн өткүзүватқан иди.
Мухбиримиз вәли
2011.03.21

Әмди бүгүн апәттин кейинки 10‏-күнидә, тәбиий апәттә вәйран болған шәһәр вә туралғуларни қайтидин бина қилиш башланди.

Б б с ниң баян қилишичә, японийидә йүз бәргән тәбиий апәттә келип чиққан иқтисадий зиян 235 милярд америка доллириға тәң. Һаятидин айрилған адәм сани 8646, буниңдин башқа йәнә 12 миң 877 адәмниң техичә из-дерики йоқ.

Америка авазиниң баян қилишичә, японийидә йүз бәргән дәһшәтлик тәбиий апәттә зәхимләнгән ядро риакторлириға қарита һазир қоллиниливатқан су билән совутуш тәдбири үнүм бериватиду, японийә даирилириниң ейтишичә, бәзи риакторларни совутуп болушқа көпрәк вақит кетиши мумкин.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.