Бу йил қобул қилинидиған қош тил оқутқучилири йеза мәктәплиридә 3 йил ишләйду

Йеқинда уйғур аптоном районлуқ маарип назарити уқтуруш чүшүрүп, бу йил қобул қилинидиған 17 миң нәпәр қош тил оқутқучисиниң аввал бәлгиләнгән мәктәпләрдә мулазимәт қилғандин кейин, рәсмий оқутқучилиққа қобул қилинидиғанлиқини билдүргән.
Мухбиримиз меһрибан
2012.08.31

Уйғур биз тор бекитиниң учуридин мәлум болушичә, даириләр уқтурушта, бу оқутқучиларниң алаһидә штатлиқ оқутқучи нами билән бәлгиләнгән йеза мәктәплиридә 3 йил мулазимәт қилидиғанлиқи, андин улардин имтиһан елинип, нәтиҗиси лаяқәтлик болғанларниң рәсмий штатлиқ мәктәпләргә оқутқучилиққа тәқсим қилинидиғанлиқи уқтурулған.

Уйғур аптоном район даирилири 15-авғуст күни йиғин ечип, қош тил маарипи дәрсликини түзитиш хизмитиниң башланғанлиқини елан қилған. Әмма, қош тил маарипи дәрсликигә түзитиш киргүзүш қарариниң елинғанлиқи тоғрисида изаһат бәрмигән иди.

Хитай даирилириниң уйғур елидә қош тиллиқ маарип намидики “маарипни хитайчилаштуруш”сияситини йолға қоюши, уйғурларниң наразилиқини қозғап кәлмәктә. Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә зиялийлири хитай һөкүмитини уйғур тилини ассимилятсийә қиливатиду дәп әйиблисә, уйғур елидики ата-анилар вә зиялийлар бу қилмишни уйғур ана тил маарипини аҗизлаштурушқа урунуш, уйғур тилини маариптин сиқип чиқириш мәқсәт қилинған һәрикәт дәп әйиблимәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.