Рабийә ханим түнүгүн америка ярдәмчи дөләт ишлар министири маик познер билән көрүшти
Хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийити рабийә ханимниң пәйшәнбә күни дөләт ишлар министирлиқидики әмәлдарлар билән көрүшкәнликини етирап қилип, ким билән көрүшкәнликини ашкарилашни рәт қилған болсиму, лекин бәзи көзәткүчиләр рабийә ханимниң америка ярдәмчи дөләт ишлар министири маик познер билән көрүшкән болуши мумкинликини илгири сүрмәктә.
Америка ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси филип кровлй пәйшәнбә күни әтигәнлик ахбарат елан қилиш йиғинида ярдәмчи дөләт ишлар министири маик познерниң шу күни хитайға мунасивәтлик бәзи кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң рәһбәрлири билән көрүшүп, йеқинда өткүзүлгән америка - хитай кишилик һоқуқ сөһбити вә иқтисад - истратегийә сөһбитидин мәлумат беридиғанлиқини билдүргән.
Америка дөләт ишлар министирлиқидики көрүшүш "5 - июл вәқәси"ниң бир йиллиқи һарписиға тоғра кәлгән иди. Шу күни вашингтондики уйғур тәшкилатлири "5 - июл вәқәси"ниң бир йиллиқи мунасивити билән ахбарат елан қилиш йиғини чақирған.
Ахбарат елан қилиш йиғини америка дөләт ишлар министирлиқидики учришиш билән охшаш вақитқа тоғра келип қалған болуп, рабийә ханимниң ахбарат елан қилиш йиғинида йоқлуқи диққәт қозғиған иди.
Тәрәпләр дөләт ишлар министирлиқидики көрүшүштә сөзләнгән мәсилиләрниң деталлирини ашкарилимиди. Лекин ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси кролйниң бу һәқтики баянатида маик познерниң "хитай билән болған икки тәрәплимилик мунасивәтләрдә һөкүмәтниң кишилик вә сияси һоқуқни муһим орунға қойидиғанлиқини муәййәнләштурудиғанлиқи" илгири сүрүлгән.