Америка президенти барак обама рамзанниң башлинишида пүткүл мусулманлардин һал сориди
2011.08.02
Барак обама дүшәнбә күни бәргән баянатида, рамзан ейиниң ислам календарида муқәддәс ай икәнликини, бу айда мусулманларниң йетим-йесир пеқирларға хәйри-сахавәт көрситидиған яхши пәзилитини мәдһийиләп, пүтүн дуня мусулманлириға бәхт тилиди. Обама өз баянида йәнә, рамзан мәзгилидә ақсарайда мусулманлар үчүн иптар зияпити өткүзүлидиғанлиқини билдүрди.
Америкида яшаватқан уйғурлар радиомиз зияритини қобул қилип, обаманиң рамизанлиқ тәбрик баянатидин тәсирләнгәнликини билдүрүш билән биллә, уйғурларниң дуня мусулманлиридин пәрқлиқ һалда, рамзан ейидики роза тутуш қатарлиқ пәрзләрни йиллардин буян һәр хил чәклимә вә назарәт ичидә ада қилип келиватқанлиқини тәкитлиди.
Зияритимизни қобул қилған уйғурлар өз баянлирида йәнә бу йил рамзанниң һарписида қәшқәрдә йүз бәргән вәқәдин кейин, уйғурларниң рамзан ейида техиму қаттиқ тәқиб астида елинғанлиқидин әпсуслинидиғанлиқини билдүрди вә шәрқий түркистандики уйғур қериндашларға рамизанлиқ салам йоллиди.