Уйғур аптоном райони роза һейтлиқ қошумчә бәлгилимиләрни елан қилди

Хитай мәтбуатлирида хәвәр қилинишичә, хитай җамаәт хәвпсизлики министирлики елан қилған өктәбир байрими җәряндики бихәтәрлик уқтурушиниң роһиға асасән, уйғур аптоном райони роза һейтлиқ алақидар қошумчә бәлгилимиләрни елан қилған.
Мухбиримиз җүмә
2008.09.29

Шинҗаң гезитидә көрситилишичә, бу нөвәтлик уқтурушта, һейт җәрянида бихәтәр ишләп чиқиришни күчәйтиш, назарәт қилип башқуруш салмиқини ашуруш, вә барлиқ бихәтәрлик тәдбирлирини толуқ әмәлийләштүрүш қатарлиқлар оттуриға қоюлған.

Хәвәрдә көрситилишичә йәнә, һейт - байрам җәрянида бихәтәрлик вә қоғдаш хизмәтлирини күчәйтиш, мәсилә көрүнсә дәрһал юқириға мәлум қилиш қатарлиқлар бәлгиләнгән.

Рамизан мәзгилидә хитай йәрлик һөкүмити уйғур елидә һәрхил чәкләш бәлгилимилирини йолға қойған болуп, бу бәлгилимиләрдә, рамизан мәзгилидә "хәтмә", "тәрәви" қатарлиқ диний паалийәтләргә қаритилған чәкләшни күчәйтиш, сақал қойғанлар сақилини чүшүрүш һәмдә ромал салғанларниң ромилини алдуруветиш қатарлиқлар көрситилгән иди, әмма хитай һөкүмәт тармақлири хитай йәрлик һөкүмитиниң бу нөвәтлик рози һейт мәзгилидә йәнә қайси шәкилдики әмәлий чәкләш тәдбирләрни алидиғанлиқини тәпсилий тонуштурмиған.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.