Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң “тинчлиқ бурчи 2012” намлиқ маневири таҗикистанда башланди
2012.06.08
Маневир хоҗәнт шәһири, соғди областиниң баян тағлиқ райони вә тағлиқ бәдәхшан қатарлиқ районлардики тағ җилғилирида өткүзүлиду. Маневирға мәзкур органға әза дөләтләрниң һава армийә, топчи вә броневик қисимлири қатнашқан. Хитай мг-17 бәлгилик 6 тик учар, алтә зәмбирәк вә 22 һәрбий аптомобилдин тәшкил тапқан 369 кишилик бир һәрбий қисимни қирғизистан арқилиқ таҗикистанға әвәткән иди.
Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, хитайниң мәқсити бу хил маневир арқилиқ ғәрб қисимлири афғанистандин чекингәндин кейин, шәрқий түркистан мустәқилчи күчлиридин келидиған һәр қандақ бир қораллиқ тәһдиткә қарши тәйярлиқ қилиштур. Русийә, хитай, қазақистан, қирғизистан вә таҗикистан қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән 2000 дин артуқ әскәр 14-майға қәдәр маневир елип берип, аталмиш террорлуққа бирлишип қарши туруш иқтидарини өстүрүш мәшиқи елип бариду.
Мәзкур маневир шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бейҗиңда ечилған бурнакүнки башлиқлар йиғинидин кейин башланған. Гәрчә йиғин җәрянида хитай шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң һәрбий иттипаққа айланмайдиғанлиқини билдүргән болсиму, бирақ кишиләр мәзкур органниң барғансери ғәрб билән қаршилишидиған бир һәрбий тәшкилатқа айлинип қелишидин әндишә қилмақта.