Шималий корийә һуҗумға учриса ядро қораллирини ишқа салидиғанлиқини билдүрди

Шималий корийә даирилири шәнбә күни әгәр америка яки җәнуби корийә бастуруп кирсә ядро қораллирини ишқа салидиғанлиқини билдүргән.
Мухбиримиз җүмә
2010.04.24

Франсийә агентлиқида шималий корийә һөкүмәт ахбаратидин нәқил көрситишичә, бу һәқтики агаһландурушни шимали корийә дөләт армийиси штаб башлиқи генерал ри йоң -хо шималий корийә армийиси қурулғанлиқиниң хатирә мурасимида оттуриға қойған.

У мундақ дегән: " әгәр америка җаһангирлири вә җәнубий корийә қорчақ һөкүмити уруш хумарлири муқәддәс вәтинимизниң асман, йәр вә деңизлириға қилчилик йеқинлишидикән, шималий корийә армийиси ядро қораллирини өз ичигә алған барлиқ васитиләрни ишқа селип қаршилиқ көрситиду."

У йәнә корийә йерим арилида қорқунчлуқ һаләтниң мәйданға келиватқанлиқиниму қошумчә қилған. Йеқинда җәнуби корийиниң бир һәрбий парахоти чөкүп кетип 46 һәрбий хадим һаятидин айрилған иди. Генерал ри йоң -хониң бу сөзлири, мәзкур һәрбий парахот мәсилиси түпәйли икки корийә мунасивәтлири җиддийләшкән пәйтләргә тоғра кәлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.