Обама һөкүмити шималий корийигә иқтисадий җаза йүргүзүш қарарини йеңилиди
Бу, обаманиң сабиқ президент җорҗ бушниң шималий корийигә қаратқан иқтисадий җаза қоллиниш қарарини йеңилиғанлиқи болуп һесаблиниду. Бу йәнила шималий корийиниң ядро қораллири пиланиға қаритилған.
Америка авазиниң баян қилишичә, йеқинда америка дөләт мәҗлисиниң хәлқара мунасивәтләр комитети обама һөкүмитини, шималий корийигә даир ядро қорал мәсилисини бир тәрәп қилиши йетәрлик болмиди, дәп тәнқидлигән иди.