Сичуәндә өзини көйдүргән тибәт раһипни хитай сақчилири оққа тутти
Мухбиримиз вәли
2009.02.28
2009.02.28
Бирләш агентлиқиниң баян қилишичә, бу вәқә тибәтләрниң йеңи йил байримида елип баридиған әнәнивий - дини паалийәтлири хитай һөкүмити тәрипидин чәкләнгәнликигә қарши қозғалған намайиштин кейин йүз бәргән.
Сүргүндики тибәт даирилириниң баян қилишичә, 2 - айниң 27 - күни сичуән аба тибәт областида бир қисим раһиблар керти ибадәтханисиниң алдиға топлинип, хитай һөкүмитиниң тибәтләрниң йеңи байримида елип баридиған әнәнивий дини паалийәтлири қаттиқ чәкләнгәнликигә қарита наразилиқ билдүргән.
Яшанған ламаларниң нәсиһәтлири билән намайишчилар тарқилишқа башлиғандин кейин, 20 яшлар чамисидики бир яш раһиб ибадәтхана алдиға келип, тибәтләрниң қарлиқ тағдики шир бәлгилик мустәқиллиқ байриқини вә далай ламаниң рәсимини көтүрүп туруп өзигә от қойған. Хитай сақчилири өзигә от яққан раһибқа қаритип үч пай оқ атқан.
Хитайниң 'шинхуа агентлиқи' бу вәқәни, өзини көйдүргән тибәтни сақчилар дохтурханиға апирип қутқузушқа тиришти, дәп хәвәр қилди. Әмма өзигә от қойған кишиниң раһиб икәнликини, вәқәниң сәвәбини, һәм хитай сақчилири уни оққа тутқанлиқини тилға алмиди.