Хитай сириланка кризисидин пайдиланмақчи болуватиду
Мухбиримиз вәли
2009.04.25
2009.04.25
Мәркизи агентлиқи' ниң йеңи деһлидин баян қилишичә, һиндиистан һазир сириланка кризисиға хатимә бериш үчүн, уруш қиливатқан икки тәрәпни алди билән аһалилар районидин чекинип чиқишқа чақириватқанда, хитай сириланка һөкүмитини 'азадлиқ йолвиси тамил әләм' чиләр билән давамлиқ уруш қилишқа чақирған.
Һиндистан дөләт мудапиә тәтқиқат орниниң баян қилишичә, хитай билән русийә бир ләшкән дөләтләр тәшкилатиниң сириланка мәсилисигә арилишишиға тосқунлуқ қиливатиду. Хитайниң сириланка мәсилисидики пилани наһайити ениқ. Хитай сириланкини өзиниң һинди окянға чиқидиған йолиға айландуруш үчүн , сириланка билән стратегийилик достлуқ орнатмақчи.