Тибәт тәшкилатлири хәлқарани тибәтләрниң өзини көйдүрүш һәрикитигә диққәт қилишқа чақирди

27-Авғуст сичүәнниң абий районида йүз бәргән йәнә икки нәпәр тибәт раһибиниң өзигә от қоюп өлүвелиш вәқәсидин кейин, һиндистанниң дарамсала районидики тибәт яшлар қурултийи баянат елан қилип, хәлқарани тибәтләрниң өзини көйдүрүп наразилиқини ипадиләш һәрикитигә диққәт қилишқа чақирди.
Мухбиримиз меһрибан
2012.08.28

Дарамсаладики тибәт учур мәркизиниң баянатчиси серинниң бүгүн радиомизға бәргән учуридин мәлум болушичә, абий районида өзигә от қоювалған лабсаң вә дамчок исимлик бу икки нәпәр тибәт раһиби дохтурханиға елип берилғандин кейин өлгән. Вәқәдин кейин хитай даирилири абий районида җиддий тәдбир қоллинип, дүшәнбә күни кәчтә киртий ибадәтханисиниң баш раһиби вә икки нәпәр ярдәмчи хадимини ибадәтханидики вәзиписидин қалдурған. Даириләр йәнә учурни қамал қилип, абий райониниң сирт билән болған телефон, интернет алақисини үзүвәткән.

Мәлум болушичә, хитай һөкүмитигә қарши наразилиқини ипадилигән тибәтләрниң өзигә от қоювелиш һәрикити 2009-йилдин буян давамлишиватқан болуп, тибәт яшлар қурултийи бүгүнки баянатида, 2012-йили 27-авғустқа қәдәр 51 нәпәр тибәтликниң өзигә от қоювалғанлиқини, буларниң ичидә пәқәт сичүәнниң абий районидики өзигә от қоювалған тибәтләрниңла 27 кишигә йәткәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.