Тибәттә икки чоң хитай әмәлдари вәзипилиридин елип ташланди

Хитай ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, тибәт җамаәт хәвпсизлик идарисиниң башлиқи ваң бинйй вә тибәт аптоном районлуқ һөкүмитиниң муавин рәиси чин йези җүмә күни тибәт хәлқ қурултийи тәрипидин вәзипилиридин елип ташланған.
Мухбиримиз өмәр қанат
2008.09.27

Лекин хәвәрдә ейтилишичә, чин йези лхаса партийә комитетидики башлиқлиқ вәзиписини сақлап қалған. Хитай ахбарат васитилири бу мәсилә тоғрисидики хәвәрлиридә, ваң вә йезиниң немә үчүн вәзипилиридин елип ташланғанлиқи һәққидә бир немә демигән.

Көпчиликкә мәлум болғандәк 14‏ - март күни тибәтниң пайтәхти лхасада хитай һакимийитигә қарши башланған қозғилаң узун өтмәй тибәтниң башқа районлирида һәтта хитайниң ички өлкилиридики тибәтләр зич олтурақлашқан җайларда бейҗиң һөкүмитигә қарши кәң көләмлик наразилиқ һәрикәтлириниң елип берилишиға сәвәб болған иди.

Хитай һөкүмити, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини ечилиш мурасими һарписида лхасада башланған қозғилаңни пиланлиған дәп,тибәтниң диний вә сияси даһиси далай лама вә униң қоллиғучилири әйиблигән. Лекин далай лама хитайниң бу әйибләшлирини рәт қилған иди.

Җүмә күни тибәт аптоном районлуқ һөкүмитиниң муавин рәислик вәзиписидин елип ташланған чин йези болупму олимпик мәшәлни лхасаға йәткүзүш паалийәтлири җәрянида далай ламани қаттиқ әйибләп униң қоллиғучилириға қарши баянатлар бәргән иди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.