Тор абунилири хитай һөкүмитиниң мал баһасини тизгинләш чарисигә гуман билән қарайдиғанлиқини ипадиләшти
Мухбиримиз җүмә
2010.12.27
2010.12.27
Хитайда мал баһасиниң үзлүксиз өрлиши хитай хәлқи арисида әндишә пәйда қилишқа башлиған. Хитай мәркизий банкиси мал баһасини тизгинләш үчүн икки қетим өсүм нисбитини өстүргән иди.
Йәкшәнбә күни хитай мәркизий банкиси өсүм нисбитини иккинчи қетим өстүрүп узун өтмәй, хитай баш министири вен җябав радио нутқи сөзләп, мал баһасиниң чоқум тизгинлинидиғанлиқи билдүрди.
Һалбуки, хитайдики көпинчә тор ишләткүчиләр торда пикир баян қилип, һөкүмәтниң мал баһасини тизгинләш тәдбирлиридин рази әмәсликини билдүрүшти. Бир тордаш " өткән бәш йилдин буян қандақ нәтиҗиләрниң қолға кәлтүрүлгәнликини сөзләш тохтитилсун. Бизгә керики баһаниң төвәнлиши" дәп язған.