Мухбирларни қоғдаш комитети хитай даирилиридин чәтәл ахбарат васитилиригә чәклимә қоюшни тохтитишни тәләп қилди
2012.10.31
Мухбирларни қоғдаш комитети асия программисиниң мәсули баб дейз, бу хил чәклимә яхшилиқниң бешарити әмәсликини әскәртип: хитай хәлқи амминиң мәнпәитигә уйғун келидиған барлиқ учурларни билишкә тамамән һәқлиқ, дегән.
Мухбирларни қоғдаш комитетиниң билдүрүшичә, “ню-йорк вақти гезити” йеқинда баш министир вен җябавниң аилисиниң 2 милярд 700 милйон доллар мал-мүлки барлиқини ашкарилиғандин кейин, хитай даирилири мәзкур гезитниң хитай, инглиз тиллиридики тор бекитини тақивәткән. Америка блумберг хәвәрләр телевизийә қанилиниң торини чәкләп қойған. Шундақла йәнә, мәхпий сақчилар әнглийә скай хәвәрләр телевизийиси мухбирлириниң җеҗяң ниңбода, пуқраларниң нефит -химийә завути қурулушиға қарши елип барған намайишини сүрәткә елишиға тосқунлуқ қилған.
Мухбирларни қоғдаш комитетиниң баянатта илгири сүрүшичә, хитай ташқи ишлар министирлиқи бәзи чәтәл ахбарат васитилириниң чәкләп қоюлғанлиқини етирап қилип вә бу һәрикитини ақлап,, буниң қанун бойичә йолға қоюлғанлиқини билдүргән.