Хитай, үрүмчидин йолға чиққан йолучилар айропиланиға от қоюшқа урунған икки адәмни қолға алғанлиқини илгири сүргән
Мухбиримиз җүмә
2010.01.30
2010.01.30
Шинхуа ахбаратида хәвәр қилинишичә, вәқә йүз бәргән CZ 6939 номурлуқ йолучилар айропилани уйғур елидин хитайниң вухән шәһиригә қарап йолға чиққан икән.
Хәвәрдә нәқил қилинишичә, мәзкур айропиланға чиққан икки нәпәр йолучи айропиланниң һаҗәтханисида тазилиқ қәғизини көйдүрүп, айропиланға от қоймақчи болған. Буларниң бири әр йәнә бири аял икән. Хитай сақчилири буларниң қолға елинғанлиқи, айропиланниң үрүмчигә қайтуруп келингәнлики вә нөвәттә мәзкур делониң тәкшурүлүватқанлиқини илгири сүргән. Әмма буларниң милләт тәркиби һазирчә намәлум.
Хитай даирилири 2008 - йили мартта, бир уйғур қизниң уйғур елидин бейҗиңға қарап йолға чиққан бир йолучилар айропиланини партлитишқа урунғанлиқи, айропиланниң ләнҗу шәһиридә қондурулуп вә уйғур гумандариниң қолға елинғанлиқини билдүргән.
Һалбуки хитайда илгири бу вәқә вә вәқә гумандари уйғур қизи һәққидә тәпсилий мәлумат бәрмигән иди.
Шундақла, бу вәқәниң хитай 2008 - йилдики олимпик бихәтәрликини қаттиқ тәкитләватқан мәзгилгә тоғра кәлгәнлики көзәтчиләр арисида гуман қозғиған иди.