Америка дөләт мәҗлисидә уйғур, тибәт, моңғул мәсилилири һәққидә муһакимә йиғини өткүзүлиду

31‏-январ америка дөләт мәҗлисидә уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ хитай һөкүмранлиқидики милләтләр мәсилиси вә хитай һөкүмити дуч келиватқан миллий мәсилиләр һәққидә муһакимә йиғини ечилиду.
Мухбиримиз әркин
2013.01.30

“хитайдики қәрәллик бомба: хитай йеңи рәһбәрлири дуч келиватқан етник кризис” дегән темидики мәзкур йиғинни америкида паалийәт қилидиған хитай демократлириниң “җуңго пуқралар күчи” намлиқ тәшкилати уюштурған.

Мәзкур тәшкилатиниң илгири сүрүшичә, җуңгода рәһбәрлик қатлими алмишиватқан назук мәзгилдә, җуңго өзиниң шимали вә ғәрбидики районларда етник кризисқа дуч кәлгән болуп, бу мәсилә кәлгүсидә бейҗиңдики йеңи рәһбәрләр дуч келидиған зор риқабәтләрниң бири.

Йеқинқи бир қанчә йилдин бери тибәт, шәрқий түркистан вә җәнубий моңғулийидә йүз бәргән етник турақсизлиқ мәмликәт ичи вә сиртидики кишиләргә җуңгониң аз санлиқ милләтләр сияситидә еғир мәсилә барлиқи, аз санлиқ милләтләрниң һазирқи һөкүмәткә наразилиқи барғанчә күчийиватқанлиқидин сигнал бәргән.

Йиғинда америка уйғур җәмийитиниң рәиси алим сейитоф, хәлқара тибәт һәрикити тәшкилатиниң алаһидә программа муавин мәсули бучуң шерин, җәнубий моңғулийә кишилик һоқуқ учур мәркизиниң мәсули енхибату туғучуқ, җуңго пуқралар күчи тәшкилатиниң рәиси яң җйәнли қатарлиқ кишиләр доклат бериду.

Мәзкур паалийәтни уюштурған “җуңго пуқралар күчи” тәшкилатиниң билдүрүшичә, йиғинда “миллий сиясәттики әң зор мәсилиләр немә?”, “бу мәсилиләрниң һазирқи етник турақсизлиқлар билән қандақ мунасивити бар?” қатарлиқ темиларда музакирә өткүзүлидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.