Җүмә күни үрүмчи ноғай мәсчити алдида сақчилар билән тиркишиш вәқәси йүз берип, 4 уйғур тутқун қилинди
Дуня уйғур қурултийиниң билдүрүшичә, шу күни җүмә намизидин қайтқан бир топ уйғур мәсчит алдида топланған. Буниңдин биарам болған сақчилар уйғурларни тарқитиветишкә урунған болуп, бу намазханларниң наразилиқини қозғиған. Буниң билән уйғурлар билән сақчилар арисида тиркишиш йүз берип, 4 киши тутқун қилинған. Бирақ дуня уйғур қурултийи тутқун қилинған уйғурларниң исми вә қәйәрлик икәнлики һәққидә мәлумат бәрмиди.
Қурултай баянатчиси дилшат ришитниң илгири сүрүшичә, уйғурларниң хитай бихәтәрлик органлириниң қайси тармиқи тәрипидин тутқун қилинғанлиқи мәлум әмәс икән.
Хитай һөкүмити “5-июл вәқәси” йетип келиш һарписида үрүмчи, қәшқәр, ғулҗа қатарлиқ шәһәрләрдә бихәтәрликни күчәйтип, кишиләрниң топлинишини чәклигән. Ғулҗа қатарлиқ бир қисим шәһәрләрниң кочилириға броневик вә қораллиқ сақчи қисимлирини орунлаштурған иди.Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит хитай даирилирини тәнқидләп, хәлқниң йиғилиш, ибадәт вә пикир қилиш әркинликигә һөрмәт қилишқа чақирди.