Венгрийә далай ламаға будапешт шәһириниң пәхри пуқралиқ салаһийити бәрди
Мухбиримиз үмидвар
2010.09.19
2010.09.19
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, будапешт шәһириниң башлиқи габор демсизкий шәнбә күни далай ламаға мәзкур пәхрий пуқралиқ салаһийәт кинишкисини тәқдим қилған болуп, бу қарар 26 - авғуст күни будапешт парламентида мақулланған.
Далай лама будапештта 20 миңдин артуқ адәмгә нутуқ сөзләшни пилан қилған болуп, 20 - чесла венгрийә парламентиниң тибәт гурупписиниң тәклипигә бинаән венгрийә парламентида вә будапешт оттура явропа университетида нутуқ сөзләйдикән.
Далай лама илгири - кейин явропадики бир қанчә чоң шәһәрләрниң пәхрий пуқралиқ шәрипигә муйәссәр болған болуп, хитай һөкүмити буниңға қарши чиққан болсиму, бирақ күчкә игә болалмиған иди.