Хитай тибәттә далай ламаға әгәшкәнләрни қаттиқ җазалайдиғанлиқини җакарлиди
Мухбиримиз вәли
2012.06.27
2012.06.27
Хәвәрдә баян қилинишичә, хитайниң тибәткә тәйинлигән бу әң чоң әмәлдари бүгүн партком йиғинида қилған сөзидә йәнә, буниңдин кейин тибәттә идийә җәһәттә ху җинтав билән бирдәк болуш, идеологийә бихәтәрликигә чуқум капаләтлик қилиш, сотсиалистик хитай мәдәнийитикә тибәтниң пүтүн йеза - кәнтлирини игәллитиш, бирмилйон икки йүз миң квадерат километирлиқ тибәт земинида, коммунист партийиниң авазила аңлинп туруш, дүшмән күчләрниң вә далай ламаниң авазини пәқәт аңланмаслиқ дегән шуарларни оттуриға қойған.