Хитай деһқанлири хәйниң шәһиридә наразилиқ намайиши өткүзди

Хитайниң җеҗаң өлкисиниң хәйниң шәһиридики хуңшов йезисиға җайлашқан җеҗаң кристал техникиси вә енергийә ширкити йәкшәнбә күни йәрлик деһқанларниң қаттиқ наразилиқ намайишиға дуч кәлгән болуп, бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 500 дин артуқ деһқан мәзкур ширкәтниң завутиниң алдиға топлинип, завут даирилириниң булғинишни тохтитишини тәләп қилған.
Мухбиримиз үмидвар
2011.09.18

Мәзкур завут пластинка, батарейә қатарлиқ мәһсулатларни ишләп чиқиридиған болуп, униң америка, германийә қатарлиқ әлләрдә тармақ ширкәтлири бар икән.

Мәлум болушичә, 16-сентәбир күни бир тордаш мәзкур завутниң мәһсулат ишләпчиқириш үчүн ишилитилип, булғанған суларни сиртқа қоюветиши түпәйлидин буниң һәр хил еғир кесәлләрни, һәтта рак пәйда қилидиғанлиқи, шу сәвәбтин бу йезидики пуқраларниң слаамәтликиниң еғир дәриҗидә зәхимигә учриғанлиқи һәққидә учур тарқатқан.

Чүнки, 3000 әтрапидики йеза пуқрасиниң ичидә 31 адәмдә рак кесили байқалған икән. Буниң билән йеза пуқралири завуттин булғинишни тохтитишни қаттиқ тәләп қилған болсиму, бирақ завутниң рәт қилишиға учриған.

Хәвәрдә ейтилишичә, наразилиқ билдүргүчиләр өз наразилиқлирини қаттиқ ипадилигән. Буниңдин илгири хитайниң далйән шәһиридиму булғинишқа қарши кәң көләмлик наразилиқ намайиши йүзбәргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.