Хитай даирилири гуйҗу өлкисидә тәртип орнитилғанлиқини илгири сүрди

Хитай даирилири шәнбә күни баянат берип, нәччә күндин бери наразилиқ намайиши сәвәблик тоқунуш қаплиған гуйҗу өлкисидә тәртип орнитилғанлиқини илгири сүрди.
Мухбиримиз җүмә
2011.08.13

Хәвәрләргә қариғанда, бир хитай сақчиниң машинисини хата тохтитип қойған бир шопурни урғанлиқи сәвәблик хитайниң гуйҗу өлкиси чйәнши наһийисидә сақчилар билән хәлқ аммиси арисида тоқунуш келип чиққан.

Кейин юқириқи җедәл териған сақчиниң шәһәр башқуруш хадими икәнликини оттуриға қоюлған.

Хитай күндилик гезитидә көрситишичә, пәйшәнбә күни башланған намайиш тезликтә кеңәйгән вә намайишчилар сақчиларниң бир нәччә машинисиға от қоювәткән, намайиш 24 саәт давам қилған.

 10 Дин артуқ сақчи яриланған. Намайишчиларниң қандақ бир тәрәп қилинғанлиқи хәвәр қилинмиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.