Хитай һәрбий даирилириниң йеңи ясап чиққан авиаматкиға қонуш мәшиқи елип баридиғанлиқи илгири сүрүлгән

Хитай һәрбий даирилириниң шәнбә күни йеңи ясап чиққан авиаматкиға қонуш мәшиқи елип баридиғанлиқи илгири сүрүлгән болсиму, әмма даириләр буни дәлилләшни рәт қилған.
Мухбиримиз җүмә
2011.08.13

Хитайдин чиқидиған “йәршари вақит гезити” дә мәшиқ әһвалидин хәвәрдар кишиләрниң ейтқанлиридин нәқил қилишичә, һәрбий айропиланлар авиаматкиға йеқинлишиш, қонуш вә тезлик билән йәнә көтүрүлүшни мәшиқ қилидикән.

Хитай мәзкур авиаматкини чаршәнбә күни тунҗи қетим деңизға чиқарған.

Америка даирилири бу һәқтә чүшәнчә беришни тәләп қилғанда, хитайлар буниң пәқәт мәшиқ вә тәтқиқат үчүн ишлитилидиғанлиқини илгири сүргән.

Фирансийә агентлиқида хәвәр қилишичә, һәрбий даириләр мәшиқ һәққидә тохтилишни рәт қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.