Хәлқара мутәхәссисләр : хитайдин киргән сахта дорилар африқа хәлқигә тәһдит қилмақта
2012.12.27
Уларниң ейтишичә, африқидики балиларда наһайити көп көрүлидиған бәзгәк кесилини давалап түгитишниң мумкин болмаслиқиғиму хитайдин импорт қилинған сахта бәзгәк кесили дорилири сәвәб болған. Танзанийә вә уганда дунядики бәзгәк кесили әң көп тарқалған дөләтләр болуп, бу йәрдики һәр бир киши чоқум хитайдин яки башқа асия дөләтлиридин киргән сахта дориларни ишлитип баққан болуп, сахта дориларниң түриму интайин көп икән. юқиридики мутәхәссисләр, екиспорт қилғучи вә импорт қилғучи дөләтләрниң һәммисини сахта дора мәсилисдә мәсулийәтчан болушқа чақирған.
Бүгүн хитай ташқи ишлар баянатчиси хуа чинйү хәлқаралиқ сәһийә мутәхәссислириниң сөзини асассиз, дәп рәт қилған вә хитайниң әмәлийәттә африқа әллири һөкүмәтлири билән зич һәмкарлишип, африқа хәлқиниң сәһийә - саламәтлик ишлириниң тәрәққий қилишида рол ойнаватқанлиқини илгири сүргән.