Японийидә хитайға сәлбий қарайдиғанлар көпәйгән

Японийә һөкүмити йеқинда елип барған бир рай синаш нәтиҗисигә қариғанда, хитайға иҗабий қарайдиғанлар сани һәр бәш адәмниң ичидә 1 адәмгиму йәтмигән.
Мухбиримиз җүмә
2012.11.24


Рай синаш нәтиҗиси шәнбә күни “кюдо хәвәр агентлиқи” да елан қилинған. Мәлум болушичә, рай синаш бу йил 27 - сентәбирдин 7 - өктәбиргичә пүтүн японийә бойичә 3 миң нәпәр қурамиға йәткән кишиләр арисида елип берилған.

Рай синашқа қатнашқан кишиләрниң 82 пирсәнти хитайға сәлбий баһа бәргән болса, аран 18 пирсәнт адәм хитайға мәлум дәриҗидә иҗабий қарайдиғанлиқини билдүргән.

Хитайға сәлбий қарайдиғанларниң сани өткән йилдикидин 8.3 Пирсәнт төвәнләп, 1978 - йилидин буянқи әң төвән чәккә чүшүп қалған.

Хитай - японийә мунасивәтлири сенкаку арили мәсилиси түпәйли йеқинқи йиллардин буян изчил соғуқлашмақта иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.