Хитай, явропа - хитай алий дәриҗиликләр учришишиниң кечиктүрүлүшидә франсийини әйиблиди

Хитай һөкүмити алдинқи күни явропа иттипақи билән елип баридиған алий дәриҗиликләр учришишиға қатнишишни кечиктүридиғанлиқини уқтурғандин кийин, бүгүн баянат елан қилип буниңға пүтүнләй франсийиниң сәвәбчи икәнликини билдүрди.
Мухбиримиз җүмә
2008.11.27

Хитай ташқи ишлар баянатчиси чин гаң саркозийниң далай ламани қобул қилиш қарарниң хитайни бу нөвәтлик учришиштин чекинип чиқишқа мәҗбурлиғанлиқини билдүрди вә тибәт мәсилисиниң бейҗиң даирилири үчүн ачқучлуқ мәсилә икәнликини оттуриға қойди.

Франсийә президент саркозий бу йил 6 - декабир полшада далай ламани қобул қилидиғанлиқини уқтурған иди.
 
Әмма, франсийә тәрәп һазирчә хитайниң бу қарариға ениқ җаваб қайтурмиғандин сирт, франсийә саркозийму далай лама билән учришишни бикар қилидиған яки қилмайдиғанлиқи һәққидә өз мәйданини ипадилимиди.

Нөвәттә явропа иттипақиниң рәисликини франсийә үстигә алған болуп, 1 - декабир дүшәнбә күни франсийиниң лйон шәһиридә 11 - нөвәтлик явропа - хитай алий дәриҗиликләр учришиши елип берилмақчи иди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.