Хитайдики көктатчилар йесивиләклирини йеңи көрситиш үчүн формалин ишләткән

Хитайдики бир қисим йесивиләк сатқучилар йесивиләклирини йеңи көрситиш үчүн химийилик мадда формалин ишләткән болуп, бу хитайда йеңи бир қетимлиқ йемәк-ичмәк бихәтәрлики сәтчиликини пәйда қилған.
Мухбиримиз җүмә
2012.05.07

Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитайниң алақидар тармақлири йесивиләккә формалин ишләткән көктатчиларни шәндуң өлкиси чиңҗу шәһиридә байқиған. Әмма хәвәрдә бу хил содигәрләрниң қандақ бир тәрәп қилинғанлиқи, бу хил көктатларниң йәнә қайси җайларға тарқитилғанлиқи һәққидә һечқандақ мәлумат берилмигән.

Хәвәрдә көрситишичә, йесивиләккә формалин ишлитиш адити өткән үч йилдин буян изчил давам қилип кәлгән болуп, бу хаһиш иссиқ күнләрдә техиму әвҗи алидикән.

Формалин хитай сәһийә министирлиқи тәрипидин “йемәк-ичмәк мәһсулатлириға қошушқа болмайдиған химийилик мадда” дәп чәкләнгән болсиму, бу хил химийилик мадда һәтта деңиз мәһсулатлириға ишлитилгән.

Әгәр деңиз мәһсулатлири формалин сүйигә чиланса йеңи вә есил көрүнидикән.

Хитайда 2007-йили сүт меламин қошулған зәһәрлик сүт парашоки вәқәси йүз берип, 300 миң бовақниң зәһәрлигәнлики хәвәр қилинған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.