Антрополог петир сикалник үрүмчи вәқәси сәвәблик күнмиңда ечилидиған хәлқара антропологийә йиғинини байқут қилидиғанлиқини елан қилди
Мухбиримиз ирадә
2009.07.30
2009.07.30
У хитай хәлқ җумһурийити миллий ишлар комитетиға хәт йезип: " мән һәргизму бу трагедийигә сәвәбчи болған кишиләр билән тонушмаймән вә улар билән қол елишип көрүшмәймән," дегән вә хәтни йәнә нурғунлиған антропологларғиму йоллиған.
Мәлум болушичә, петир сикалник хәлқаралиқ антропологийә вә етнологийә тәтқиқати җәмийитиниң 16 - қетимлиқ йиғининиң чақириқини бундин икки һәптә бурун тапшурувалған болуп, у хитай дөләтлик миллий ишлар комитети тәрипидин йиғинға тәклип қилинған.
Петир сикалник чех җумһурийити пардубис университетиниң профессори, хәлқаралиқ антропологийә вә етнологийә тәтқиқати җәмийити чех җумһурийити миллий комитетиниң рәиси вә хәлқаралиқ антропологийә вә етнологийә тәтқиқати җәмийитиниң муавин рәисидур.