Тәйфең борини хитайни еғир дәриҗидә зиянға учратмақта
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2009.08.11
2009.08.11
Буниң ичидә 8 киши өлгән, 3 киши ғайип болған; 1милйон 500 миң киши көчүшкә мәҗбур болған. Қаттиқ боран вә ямғур арилаш бесип кәлгән маракот тәйфеңи 10 миңдин артуқ өй вә 440миң модин артуқ етиз - ериқни вәйран қилған. Иқтисадий зиян 9милярд йүәндин ешип кәткән.
Йеқинқи йиллардин бери хитай, сарс кесили, қар апити, йәр тәврәш апити қатарлиқ тәбиий апәтләрниң арқа - арқидин зәрбисигә дуч кәлмәктә. Бу түр тәбиий апәтләр бәзидә сиясий талаш - тартишларғиму сәвәб болмақта. Бултүр сичүәндә йүз бәргән йәр тәврәш апити 14 - март ласа вәқәсиниң арқисдин йүз бәргән.
Америкидики даңлиқ кино чолпанлиридин Sharon Stone ханим, йәр тәврәшни ласа вәқәси сәвәблик келип чиққан тәңриниң җазаси дәп қарайдиғанлиқини баян қилған, бу сәвәблик хитай сһарон стонниң хитайдики сәнәт паалийәтлиригә чәклимә қойған иди.