Хитайда деһқанлар химийә завутиниң кеңийишигә қаршилиқ билдүрди
Мухбиримиз җүмә
2012.10.27
2012.10.27
Намайиш ниңбо шәһири җенхәй районида йүз бәргән. Даириләр намайишчиларниң “интайин аз бир учум кишиләр” икәнликни, уларниң җүмә күни һөкүмәт биналириға таш-тупрақ яғдуруп қалаймиқанчилиқ чиқарғанлиқини билдүргән.
Һалбуки намайишчи амма ғәрб мәтбуатлириға бу қетим намайиш қилғанларниң сани нәччә миңға йетидиғанлиқини, сақчи даирилири уларни бесиқтуруш үчүн газ ақтуруш бомбиси ишлитилгәндин кейин намайишиниң зораванлиқ түсини алғанлиқини билдүргән.
Даириләр бирқисим намайишчиларни тутқун қилған вә намайишни шәнбә күни аран бесиқтурған.
Йеқини йиллардин буян хитайда бу хилдики наразилиқ намайишлириниң сани бир қәдәр көпәйгән иди.